биразилийәдә иссиқ бәлвағ борини сәвәбидин 22 кииши қаза қилди

дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, биразилийәниң җәнубиға еғир тәсир көрсәткән иссиқ бәлвағ борини сәвәбидин 22 кииши қаза қилди.

2033617
биразилийәдә иссиқ бәлвағ борини сәвәбидин 22 кииши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: район валийси едвардо лейте мухбирларни күтүвелиш йиғинида, 20 дин көпрәк йезида җидди һаләт елан қилинғанлиқини, 15 миң кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини, боран-чапқунниң кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлирини кәлтүрүп чиқарғанлиқини уқтурди.

едвардо лейте аргентина вә уругвай чеграсидики рио гранде до сул вә санта катарина өлкилиридә иссиқ бәлвағ борининиң 22 кишиниң қаза қилишиға сәвәб болғанлиқини тәкитләп,  бу өлкиләрдә мисли көрүлмигән бир апәт йүз бәргәнликини билдүрди.

едвардо лейте боранниң 60 йезиға еғир тәсир көррсәткәнликини, күчлүк шамал вә кәлкүн сәвәбидин дәрйаларниң тешип кәткәнликини, издәш вә қутқузуш хизмәтлириниңму қийинлишиватқанлиқини ейтти.

биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силва боран сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлиридин һал сорап,  «аммиға пүтүн күчимиз билән йардәм қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر