оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдиси габонниң әзалиқини тоңлитип қойди

оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдиси (ECCAS) габонниң әзалиқини асасий қанунлуқ тәртип - интизам күчкә игә болидиған чағқичә тоңлитип қойғанлиқини җакарлиди.

2033048
оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдиси габонниң әзалиқини тоңлитип қойди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий таратқуларниң хәвиригә қариғанда, оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдисигә әза  дөләтләрниң рәһбәрлири екватор гвинийисидә йиғин чақирип, 30- авғуст габонда йүз бәргән һәрбий - сийасий өзгиришни музакирә қилған.

башлиқлар йиғинида чиқирилған қарарниң роһиға асасән, габонниң оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдиси әзалиқи асасий қанунлуқ тәртип - интизам күчкә игә болидиған чағқичә тоңлитип қойулған.

баш иштаби габонниң пайтәхти либревилға җайлашқан оттура африқа дөләтлири иқтисадий гәвдиси 1983- йили қурулған болуп, ангола, бурунди, оттура африқа җумһурийити, чад, конго җумһурийити, конго демократик җумһурийити, сан томе вә пиринсип, екватор гивенийәси, габон вә риванда қатарлиқ әза дөләтләрдин тәркиб тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر