иранда көмүр кани  партлап, алтә ишчи қаза қилди

иранниң симнан өлкисидики бир көмүр канда партлаш йүз берип, алтә кан ишчиси қаза қилди.‏

2033160
иранда көмүр кани  партлап, алтә ишчи қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: симнан валийси муһәммәд риза һашими иран дөләт телевизийәсигә бәргән байанатида, тәхминән 10 саәт давамлашқан қутқузуш хизмитидин кейин харабилик астида қилип, һайатидин айрилған алтә кан ишчисиниң җәсити тепилғанлиқини билдүрди.  

муһәммәд риза һашими дәсләпки ениқлашларға қариғанда, партлашниң газ сиқишиш сәвәбидин йүз бәргәнликини, газниң тәсиригә учриған кан ишчилириниң дохтурханиларда давалиниватқанлиқини ейтти.

партилаш вәқәсигә даир тәкшүрүшләр башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر