әсәд қисимлириниң идлибқа қилған һуҗумида бир бовақ қаза қилди

әсәд қисимлириниң идлибниң шәрқидики сәрмин йезисиға қилған һуҗумида 1 бовақ қаза қилип, 4 пуқра йариланди.

2032310
әсәд қисимлириниң идлибқа қилған һуҗумида бир бовақ қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: идлибниң сәрақиб наһийәсигә җайлашқан әсәд қисимлири билән иранниң қоллиши астидики чәт әллик террорчи гуруппилар бирликтә сәрмин йезисиға һуҗум қилди.

хәлқ мудапиә мәнбәлиридин елинған учурларға асасланғанда, һуҗумда 8 айлиқ бир бовақ қаза қилған вә 4 пуқра йариланған.

ундин башқа йәнә, әсәд қисимлириниң һәләбниң ғәрбидики кәфәртал, кәфәраммә, сәһара, әбзимо вә тәдил йезилириға шундақла идлибниң җәнубидики кәфәравид йезилири вә әриха наһийәсигә қуруқлуқтин қойуп берилидиған қораллар билән һуҗум қилғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر