коломбийәдә бомба һуҗуми йүз бәрди

коломбийәниң мета мәмурий районида бир сақчи аптомобили нишан қилинған бомба һуҗумида, икки сақчи җенидин айрилди, икки сақчи йариланди.

2031729
коломбийәдә бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мета мәмурий райониниң валийси гуан гилермо зулуганиң бу һәқтә бәргән байанатида билдүрүшичә, фуенте де оро йезисиниң пуерто ллерас йолида чарлаш елип бериватқан сақчи аптомобили һуҗумға учриған.

һуҗумни террорлуқ вәқәси дәп атиған валий зулуга коломбийә инқилаби қораллиқ күчлириниң сабиқ әзалириниң районда тәсир күчкә игә икәнликини әскәрткән, һәмдә миллий һөкүмәтни қанунсиз гуруппиларға зәрбә беришкә чақирған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر