буркина фасо билән мали нигер һәрбий һакимийитини қоллимақта

буркина фасо һөкүмити ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң һәрбий һәрикәт еһтималиға қарши нигерға әскәр әвәтиш лайиһәсини тәстиқлиди.

2031782
буркина фасо билән мали нигер һәрбий һакимийитини қоллимақта

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министирлар кеңишидә ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси (ECOWAS) ниң һәрбий һәрикәт қозғаш еһтималиға қарши нигер һәрбий һакимийитини қоллап әскәр әвәтиш лайиһәсини қобул қилғанлиқини билдүрди.

байанатта, лайиһәниң рәсмий күчкә игә болуши үчүн парламентниң тәстиқлиши керәклики әскәртилди.

нгердики һәрбий өзгиришкә шиддәт билән қарши чиққан ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси, дәсләптә нигерда асасий қанунға тайанған җәмийәт тәртипи қайтидин орнитилмиған әһвалда һәрбий җәһәттин арилишидиғанлиқини елан қилған қилди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси армийә иштаби башлиқлириниң  17-авғуст (2023) ганада чақирилған йиғинида, нигерға әскәр әвәтиш вақтиниң бекитилгәнлики уқтурулған иди. әмма, ениқ вақти тоғрисида мәлумат берилмигән иди.

һәрбий һөкүмәт һакимийәт бешида туруватқан буркина фасо билән мали ортақ байанат елан қилип, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нигердики һәрбий өзгиришниң йөнилишини өзгәртиш үчүн пиланлиған һәрбий һәрикәткә қарши чиқип, нигер һәрбий һакимийитини қоллиған иди.

байанатта, нигерға қарши елип берилған һәр қандақ һәрбий һәрикәт, буркина фасо билән малиға қарши уруш қозғаш болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурулған иди.

икки дөләт һәрбий һәрикәт еһтималиға қарши нигерға «дәриҗидин ташқири тукано» (SuperTucano) типлиқ уруш айропилани әвәткән иди.

нигер һәрбий һөкүмитиму өзигә қарши һәрбий һәрикәт башланған әһвалда буркина фасо билән малиға чеградин киришкә рухсәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر