җәнубий африқада көп қәвәтлик бинаға от кетип нурғун адәм өлди

җәнубий африқаниң әң чоң шәһири җоһаннисбургтики көп қәвәтлик бир бинада от апити йүз берип, 73 адәм қаза қилди, 52 адәм йариланди.

2031185
җәнубий африқада көп қәвәтлик бинаға от кетип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда, җоһаннисбург шәһиридики көп қәвәтлик бир бинада йүз бәргән от апитидә бир бовақни өз ичигә алған 73 киши җенидин айрилған, 52 адәм йариланған.

байанатта тәкитлинишичә, от апитидә җенидин айрилған саниниң көпийип кетишидин әндишә қиливатқан даириләр, от апитиниң асасий җәһәттин контрол астиға елинғанлиқини, әмма бинаниң ичидә техичә қойуқ ис-түтәкләрниң барлиқини билдүргән.

игилинишичә, издәш – қутқузуш әтрәтлириниң хизмәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر