габонда һәрбий - сийасий өзгириш йүз бәрди

нигердин кейин, бу қетим оттура африқа дөлити габонда һәрбий - сийасий өзгириш болғанлиқи һәққидә хәвәрләр келишкә башлиди.

2030796
габонда һәрбий - сийасий өзгириш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һәптә ахирида өткүзүлгән пирезидент сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, бир топ әскәр дөләт телевизийәси бинасиға бастуруп кирип, өзлириниң һакимийәтни өткүзүвалғанлиқини елан қилди.

һәрбий – сийасий өзгириш қозғиған әскәрләр, сайламниң әмәлдин қалдурулғанлиқини, барлиқ чеграларниң қайта уқтуруш қилинғучә тақалғанлиқини вә җумһурийәтниң барлиқ органлириниң функсйәсиниң бикар қилинғанлиқини елан қилди.

һәрбий – сийасий өзгириш қозғиған әскәрләр байанат елан қилип: «бүгүн, 2023- йили 30- авғуст, органларниң өткүнчи вә әслигә кәлтүрүш комитетиниң мудапиә вә бихәтәрлик қисимлири болуш сүпитимиз билән, габон хәлқигә вакалитән, органларни қоғдашниң капаләтчиси болуп, тинчлиқни қоғдашни қарар қилдуқ. һазирқи һакимийәткә хатимә бәрдуқ» деди.

габон сайлам мәркизи һазирқи пирезидент әли бонгониң %64.27 беләт билән үчинчи қетим сайланғанлиқини җәзмләштүрүп узун өтмәйла елан қилинған бу байанаттин кейин, пайтәхт либревилда милтиқ авазлириниң аңлинишқа башлиғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر