сәуди әрәбистан: түркийәлик мәбләғ салғучиларға ишинимиз

сәуди әрәбистан санаәт вә қезилма байлиқлар вәзири бәндәр бин ибраһим әлһурәйф түркийәлик мәбләғ салғучиларға ишинидиғанлиқлирини ейтти.

2030474
сәуди әрәбистан: түркийәлик мәбләғ салғучиларға ишинимиз

түркийә авази радийоси хәвири: әлһурәйф пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән түркийә - сәуди әрәбистан йумилақ үстәл йиғинидин кейин, ахбарат васитилириға түркийә зийарити һәққидә мәлумат бәрди.

у түркийә зийаритидин интайин хурсән икәнликини әскәртти, һәмдә икки дөләт оттурисидики иқтисадий мунасивәтләрниң йүксәк сәвийәдә икәнликини, бу һәқтә наһайити зор мувәппәқийәтләриң қолға кәлтүрүлүватқанлиқини қәйт қилди.

әлһурәйф бу зийарәттин мәқсәтниң  түркийәлик мәбләғ салғучиларға сәуди әрәбистандики болупму санаәт вә кан саһәси қатарлиқ саһәләргә мәбләғ селиш пурсәтлирини тонуштуруш, әһмийити һәққидә мәлумат бериш икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийәлик мәбләғ салғучиларға ишинимиз. түркийәниң бу пурсәтләрдин пайдилинишини чин дилимиздин үмид қилимиз.»

у түркийә зийаритини истанбулда тамамлайдиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «икки дөләт оттурисидики һәмкарлиққа наһайити зор әһмийәт бериватимиз. пүтүн күчимиз билән тиришип, икки дөләтниң санаәт вә канчилиқ саһәсидики һәмкарлиқини тамамлаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر