«2022 - йили пәләстинлик балиларға нисбәтән йеқинқи 15 йилниң әң қанлиқ йили болди»

2022 - йилиниң ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики пәләстинлик балилар үчүн «йеқинқи 15 йилниң әң қанлиқ йили» болғанлиқи оттуриға қойулди.

2030265
«2022 - йили пәләстинлик балиларға нисбәтән йеқинқи 15 йилниң әң қанлиқ йили болди»

түркийә авази радийоси хәвири: кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати елан қилған доклатта: «2022 - йили ғәрбий қирғақтики пәләстинлик балилар үчүн йеқинқи 15 йилниң әң қанлиқ йили болди» дегән ибариләргә орун берилди.

исраилийәниң пәләстин пуқралириға қаратқан зораван сийасәтлириниң бу йилму еғирлашқан һалда давамлашқанлиқиға ишарәт қилинған доклатта: «2023 – йилиму (йашаш һоқуқиға дәхли - тәруз қилиш) охшаш сүрәттә давамлашмақта йаки 2022 - йилдин ешип кетиду» дейилди.

«исраилийә армийәси вә сақчилири пәләстинлик балиларни халиғанчә өлтүрүватиду» дегән ибариләргә орун берилгән доклатта, исраилийә армийәсиниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики пәләстинлик балиларға қарита садир қилған җинайәтлири тәкитләп өтүлди.

доклатта йәнә, исраилийә армийәсиниң ғәрбий қирғақта 2023 - йили «22 - авғустқичә 34 пәләстинлик балини өлтүргәнлики» тоғрисидики учурға орун берилди.

исраилийә «ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики әскәрлири билән сақчилириниң, болупму балиларға қаратқан әҗәллик күч ишлитишигә хатимә бериш»кә чақирилған доклатта, «мәҗбур болуп қалмиған тәқдирдә, қәстән адәм өлтүрүшни чәкләш тоғрисида йолйоруқ чүшүрүп, уни бихәтәрлик қисимлири вә амма билән ортақлишиш» тәләп қилинди.

исраилийәниң пәләстинлик балиларға қаритилған һәқ - һоқуққа дәхли - тәруз қилиш қилмишлирини бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиға доклат қилдуруш, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң пәләстиндики ишханисиниң балилар һоқуқиға дәхли - тәруз қилиш қилмишлирини тәкшүрүшни тезлитиш вә «исраилийәниң еғир дәхли - тәрузлириға хатимә бериш мәқситидә, йардәмләрниң исраилийәгә 2023 - йили 3 милйард 800 милйон доллар йардәм беридиғанлиқини елан қилған америка қошма иштатлириға охшаш дөләтләр тәрипидин шәртлик берилиши» қатарлиқлар тәвсийә қилинди.

ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ уда бир нәччә айдин буйан исраилийә армийәсиниң бастуруш һәрикәтлири вә йәһудий көчмәнләрниң һуҗумлири пәйда қилған қанунға хилап қилмишлар нәтиҗисидә еғир җиддийчиликләргә сәһнә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر