таҗикистанда қаттиқ йамғур йеғип, 13 адәм қаза қилди

таҗикистан пирезидентлиқ мәһкимиси таҗикситанниң һәр қайси җайлирида йағқан шиддәтлик йамғурда 13 адәмниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

2029904
таҗикистанда қаттиқ йамғур йеғип, 13 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, түнүгүн йағқан шиддәтлик йамғурда ваһдат шәһиридә 11, рудаки районида икки кишиниң һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

байанатта: «пирезидент имамәли раһман қаза қилғанларниң аилә-ғтавабиатлири вә туғқанлириға тәзийә билдүрди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, пирезидент имам әли раһманниң баш министир, җиддий ишлар вә хәлқ мудапиә комитети һәмдә башқа алақидар дөләт органлириға апәттә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға йардәм бериш вә апәт кәлтүрүп чиқарған талапәтниң орнини имканқәдәр тез толдуруш һәққидә йолйоруқ чүшүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر