һиндистанда йүз бәргән партлашта йәттә киши қаза қилди

һиндистанниң ғәрбий бенгал өлкисидә қанунсиз паалийәт қиливатқан етилдақ завутида йүз бәргән партлашта, йәттә киши қаза қилип, нурғун киши йариланди.

2029746
һиндистанда йүз бәргән партлашта йәттә киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: «һиндистан вақти гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, даттапкур районида бир өйдә қурувалған етилдақ завутида партлаш йүз бәргән.

ғәрбий бенгал йемәклик министири ритин гош дәсләпки ениқлашқа көрә, йәттә кишиниң җениидн айрилғанлиқини вә нурғун кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

өлкилик мәсуллар қаза қилғанлар саниниң көпийишидин әндишә қиливатқанлиқлирини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر