әсәд қисимлири идлибниң кәнсафра йезисиға һуҗм қилди

әсәд қисимлириниң идлиб вилайитигә қарашлиқ кәнсафра йезисиға қилған һуҗумида 2 пуқра қаза қилди.

2029538
әсәд қисимлири идлибниң кәнсафра йезисиға һуҗм қилди

түркийә авази радйоси хәвири: идлибниң бисәклә йезисиға җайлашқан әсәд қисимлири вә иранниң қоллиши астидики чәтәллик террорлуқ гуруппилири бирликтә кәнсафра йезисиға қуруқлуқтин етилидиған қораллар билән һуҗум қилди.

пуқраларни мудапиә қилиш әтрити мәнбәлиридин елинған учурларға асасланғанда, һуҗумда 2 пуқра һайатидин айрилип, 5 пуқра йариланған.

йариланғанлар йеқин әтраптики дохтурханиларға елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر