путин пиригоҗин үчүн тәзийә байанати елан қилди

русийә пирезиденти владимир путин рус йалланма қошуни вагнерниң башлиқи йевгений пригоҗинниң аилисиниму өз ичигә алған твер районида чүшүп кәткән айропиланда җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

2028990
путин пиригоҗин үчүн тәзийә байанати елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: путин кремил сарийида аталмиш ​​донетсик хәлқ җумһурийитиниң вақитлиқ пирезиденти денис пушилин билән көрүшти.

учришишта, путин алдинқи күни твер районида чүшүп кәткән айропиланда пригоҗинниңму қаза қилғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: «айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә җенидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримән. айропилан чүшүп кетиш вәқәлири һәр даим толиму ечинишлиқ әһвал. дәсләпки санлиқ мәлуматларға қариғанда, чүшүп кәткән айропиланда вагнер хадимлириму бар икән.»

у вагнерниң украинадики «йеңи натсистлар һакимийити» гә қарши күрәшкә муһим төһпиләрни қошқанлиқини байан қилип мундақ деди: «биз буни билимиз вә хатириләп туримиз, һәргизму унтуп қалмаймиз.»

путин пригоҗинни 90-йилларниң башлиридин тартип тонуйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «пригоҗин тәқдири мурәккәп, әмма талантлиқ адәм иди, униң һайатида еғир хаталиқлар бар иди.»

пирезидент путин пригоҗинниң русийәдин сирт йәнә, дунйаниң һәрқайси районлиридиму «мувәппәқийәтлик нәтиҗиләрни» қолға кәлтүргәнликини байан қилип мундақ деди: «у талантлиқ карханичи иди, у елимиздила әмәс, чәт әлләрдә, болупму африқада хизмәт қилди. у нефит, тәбиий газ, қиммәтлик метал – ташлар содиси билән шуғулланди.»

у йәнә, твер районида чүшүп кәткән айропиланға мунасивәтлик зөрүр тәкшүрүшләрниң елип берилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر