украина армийәси қиримға кирди

украина армийәсиниң 2014-йили русийә тәрипидин қанунсиз бесивелинған қиримға киргәнлики билдүрүлди.

2028833
украина армийәси қиримға кирди

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт мудапиә минстирлиқи истихбарат идарисиниң байанатчиси анрей йусов: «алаһидә һәрбий һәрикәт даирисидә, әскәрлиримиз йерим аралға кирди,  нишанға йәттуқ, әскәрлиримиздә һечқандақ зийан-зәхмәт көрүлмиди» деди.

у алаһидә һәрбий һәрикәтниң даеамлишиватқанлиқини әскәртип, бу һәқтә тәпсилий мәлумат берәлмәйдиғанлиқлирини қәйт қилди.

у русийә армийәсидә өлүм-йетим вә башқа маддий зийанларниң барлиқини әскәртти.

украина истихбарат идарисиниң башлиқи кирил буданов, қиримдики һәр қандақ җайға зәрбә бериш  иқтидариға игә икәнликлирини билдүрди.

«қирим һәқиқәтлири» тор бетиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, қиримдики русийә һава аләм армийәсигә қарашлиқ үчинчи радийо техника биригадиси базиси җайлашқан майак туралғу районида партлаш авазлириниң аңланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر