италийәдики орман от апити контроллуқ астиға елинди

италийәниң елба арилидики орман от апити контроллуқ астиға елинди.

2027991
италийәдики орман от апити контроллуқ астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң ғәрбидики елба арилида йүз бәргән орман от апити әтигән тәрәптә контироллуқ астиға елинди.

орман от апити сәвәбидин тәхминән 700 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

аралдики от өчүрүш хизмәтлиригә нурғун гуруппилар, икки  айропилан вә икки тик учар ниң қатнашқанлиқи билдүрүлди.

районда совутуш хизмәтлири давамлашмақта.

аралдики от апитидә, дәсләпки ениқлашларға асасланғанда 14 гектар йәр зийанға учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر