хитайда кан партлап, 11 ишчи өлди

хитайниң шималидики шәнши өлкисидә бир көмүр кенида йүз бәргән партлашта  11 ишчи өлди.

2027965
хитайда кан партлап, 11 ишчи өлди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләт телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, йәнән шәһириниң йәнчүән наһийәсигә қарашлиқ шинтәй көмүр кенида партлаш йүз бәргән.

партлаш җәрйанида, кандики 90 ишчидин 11 нәпири өлгән.

қутқузуш әтрити еғир йариланған 81 ишчиға дәсләпки тиббий йардәмләрдә болған болсиму, улардин иккиси давалаш үнүм бәрмәй җенидин айрилған,  тоққуз ишчиниң җәсити кандин тепилған.

партлаш йүз бәргән канниң 2020-йили паалийәт башлиғанлиқи вә бу кандин һәр йили 300 миң тонна көмүр чиқириливатқанлиқи билдүрүлди.

хитайда ул- әслиһәлири кона, бихәтәрлик тәдбирлири йетәрлик болмиған канларда йеқинқи йиллардин буйан тәкшүрүшләр күчәйтилгән болушиға қаримай, бу хил һадисиләр көп йүз бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر