малидики террорлуқ һуҗумида 21 киши қаза қилди

малиниң ички қисмида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 21 киши қаза қилди.

2026935
малидики террорлуқ һуҗумида 21 киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: малидики йәрлик таратқуларниң хәвиригә асасаланғанда, кимлики намәлум қораллиқ кишиләр мопти райониға қарашлиқ йару йезисиға һуҗум қилған.

һуҗумда 21 киши қаза қилип, кәм дегәндә 20 киши йариланған.

саһәл районидики «үч дөләт чеграси» дәп атилидиған буркина фасо, мали вә нигер 2013-йилдин буйан террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә четишлиқ гуруппилар билән даеш гуруппилириниң һуҗумиға учрап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر