америкада бир җамә бомба һуҗуми тәһдитигә учриди

америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингитондики «муһәммәд җамәси» ниң җүмә намизи әснасида бомба һуҗумиға учрайдиғанлиқи доклат қилинди.

2026584
америкада бир җамә бомба һуҗуми тәһдитигә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон DC шәһәрлик сақчи әмәлдариниң ейтишичә, җамәниң бомба һуҗумиға учрайдиғанлиқи тоғрилиқ учур йәткүзүлгәндин кейин, җамәдики җамаәт тарқақлаштурулған.

бомба бир тәрәп қилиш мутәхәссислириниң тәкшүрүши нәтиҗисидә, бу һәқтики доклатниң асассиз икәнлики айдиңлашқан.

«муһәммәд җамәси» ниң имами йүсүф селим бу хил тәһдитләрниң һәмишә барлиқини, әмма җамаәтниң ибадәт әркинликигә капаләтлик қилиш үчүн даириләрниң бу мәсилигә әстайидил муамилә қилиши керәкликини қәйт қилған.

«муһәммәд җамәси» ниң бихәтәрликини қоғдаш ишлири мәсули абдулмәлик мундақ дегән: «гәрчә бу һәқтә йәткүзүлгән мәлуматниң асаси йоқ болсиму, әмма сақчилар бу вәқәни <өчмәнлик җинайити> дәп тизимға алди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر