америка нигерда муһим дөләт мәнпәәтлириниң барлиқини билдүрди

америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) байанатчиси сабрина синги нигерниң америка үчүн һалқилиқ шерик икәнликини вә у йәрдики һәрбий базиларға нәччә йүз милйон доллар мәбләғ салғанлиқини билдүрди.

2025829
америка нигерда муһим дөләт мәнпәәтлириниң барлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) байанатчиси сабрина синги нигерниң америка үчүн һалқилиқ шерик икәнликини вә у йәрдики һәрбий базиларға нәччә йүз милйон доллар мәбләғ салғанлиқини билдүрди.

у: «биз нигердики вәзийәтниң һәрбий арилишиш билән ахирлишишини халимаймиз» деди.

у мухбирларни күтүвелиш йиғинида, американиң нигерда йүз бериватқан вәзийәтни давамлиқ көзитиватқанлиқини вә бу дөләттә һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш дейишкә интайин йеқинлашқанлиқини ейтти.

у америка ташқи ишлар министирлиқи, дөләт мудапиә министирлиқи вә һөкүмәтниң мунасивәтлик органлириниң мәсилини тинч йол билән һәл қилишқа тиришиватқанлиқини әскәртип: «нигер биз үчүн райондики интайин һалқилиқ шерик, шуңа биз мәсилини дипломатик усулда һәл қилишни үмид қилимиз» деди.

у американиң районда мал-мүлки вә мәнпәәти барлиқини, өзиниң мәнпәәтлирини вә иттипақдашларниң мәнпәәтини қоғдашқа алдин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлиди.

у американиң нигердики һәрбий базиларға нәччә йүз милйон доллар мәбләғ салғанлиқини тәкитләп, өзлириниң бу дөләттә тинч һәл қилиш чарисини көрүшни халайдиғанлиқлирини вә уни әмәлгә ашурушини үмид қилидиғанлиқлирини әскәртти.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин байанатчиси ведант пателму американиң нигердики йеңи баш әлчиси катлеен фитз гиббон (Kathleen FitzGibbon) ниң пайтәхт ниамейға баридиғанлиқини қәйт қилди.

у баш әлчи фитз гиббонниң ниамейға беришиниң «американиң орнида өзгириш болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқи» әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر