германийәниң франкфорт айродурумини су басти

германийәниң бәзи җайлириға еғир тәсир көрсәткән шиддәтлик йамғур вә боран сәвәбидин франкфорт айродурумини су басти.

2025925
германийәниң франкфорт айродурумини су басти

түркийә авази радийоси хәвири: франкфорттики кәлкүнләрдә нурғун өйләрниң йәр асти  қетини вә айродурумини су бесип кәтти, нурғунлиған нөвәтчи айропиланлар әмәлдин қалдурулди.

айродурум байанатчисиниң билдүрүшичә, алди тәрәптә йиғилип қалған су сәвәбидин нурғун нөвәтчи айропиланлар әмәлдин қалдурулған, бәзи айропиланлар кечиктүрүлгән вә йәнә бәзи айропиланлар башқа айродурумларға қонушқа мәҗбур болған.

түнүгүн (16-авғуст) кәчтә учуши керәклик тәхминән 70 нөвәтчи айропиланниң учалмиғанлиқи билдүрүлди.

германийәниң баден вурттемберг, рһенланд пфалз вә түренген өлкилиридиму шиддәтлик йамғур билән боран апити хәлқ турмушиға еғир тәсир көрсәтти.

сақчилар йоллардики нурғун керәксиз су қанили еғизлириниң ечивитилгәнликини, нурғун өйләрниң йәр асти қәвәтлирини су бесип кәткәнликини билдүрди.

көп санда от өчүрүш хадимлири өй, коча вә йәр асти йоллиридики суни чиқириш үчүн таң атқичә хизмәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر