доминикада йүз бәргән партлашта нурғун адәм өлди

доминика җумһурийитиниң сан киристобал шәһиридә ​​«кона базар» дәп атилидиған бир базарда алдинқи күни йүз бәргән партлашта җенидин айрилғанларниң сани 25 кә йәтти.

2025697
доминикада йүз бәргән партлашта нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, партлаштин кейин тепилған җәсәтләр кимликлириниң ениқлап чиқилиши үчүн әдлийә дохтурханисиға әвәтилгән.

игилинишичә, қаза қилғанлар саниниң көпийип кетишидин әндишә қилинмақта икән.

сан киристобал валийси пура касилла партлашниң хизмәт орунлири көп районда йүз бәргәнликини вә шәһәр мәркизигә йеқин карханиларға зор тәсир көрсәткәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر