хитай йапонийә баш вәзиригә наразилиқ билдүрди

хитай йапонийә баш вәзири кишида фумийониң йапонийәниң иккинчи дунйа урушида тәслим болғанлиқиниң 78-йиллиқида бәи уруш җинайәтчилириниң қәбриси бар йасукуни ибадәтханисиға қурбанлиқ әвәтишини әйиблиди.

2025247
хитай йапонийә баш вәзиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң винбин бейҗиңда өткүзүлгән күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, баш вәзир кишиданиң һәрикитиниң йапонийәниң тарихий мәсилиләргә тутқан хата позитсийәсини йәнә бир қетим намайан қилиғанлиқини илгири сүрди.

у йапонийә баш вәзири кишиданиң һәрикитини әйибләйдиғанлиқлирини билдүрүп: «йапонийә шәртсиз тәслим болған 15-авғуст, хитай хәлқиниң башқа дунйа әллири билән бирликтә йапонийә фашизмини вә миллитаризмини мәғлуб қилған күн. йасукуни ибадәтханиси йапонйә миллитаризми сәвәб болған урушларниң символи һесаблиниду» деди.

у йапонийәниң асийадики қошнилири билән мунасивәтлирини түзүтүши вә нормаллаштуруши үчүн тарих билән йүзлишип, һесаблишиши керәкликини билдүрди.

йапонийә баш вәзири кишида түнүгүн (15-авғуст) биринчи дәриҗилик 14 нәпәр уруш җинайәтчисиниң қәбриси бар йасукуни ибадәтханисиға қурбанлиқ әвәткән иди. буниңдин башқа, иқтисадий бихәтәрлик ишлириға мәсул дөләт вәзири такачи санаени өз ичигә алған бәзи сабиқ дөләт мәсуллириму йасукуни ибадәтханисини зийарәт қилған иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر