вашингтонда шиддәтлик боран вә йамғурдин агаһландуруш берилди

америка пайтәхти вашингтонда бәзи районлар үчүн шиддәтлик боран вә кәлкүн апити тоғрисида агаһландуруш елан қилинди.

2024722
вашингтонда шиддәтлик боран вә йамғурдин агаһландуруш берилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик һава райи идариси (NWS) вашингтонниң бәзи районлири үчүн шиддәтлик боран вә кәлкүн апити тоғрисида агаһландуруш елан қилди.

агаһландурушта, «боран йөнилишидә болғанлар үчүн биналарниң өгзиси, там сувақлири вә деризиләр хәтәр пәйда қилиши мумкин» дейилди.

кишиләрниң агаһландурушта тилға елинған һава райи өтүп кәткичә амал бар бихәтәр өйләрдә турушлири тәләп қилинди.

шиддәтлик боранниң пайтәхт вашингтондин башқа вирҗинийә иштатиниң шимали, мариләнд иштатиниң бәзи районлириға йерим кечигичә тәсир қилидиғанлиқи вә кишиләрниң су бесиштин агаһ болуши әскәртилди.

шиддәтлик йамғур сәвәбидин дәрйа-өстәңләрниң тешип кетиши, ойман вә пәс җайларниң су астида қелиши мумкинликини қәйт қилинди.

боранниң йерим кечидин башлап аҗизлиши, йамғурниң болса сәһәргичә давамлишиши мумкинлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر