руминийәниң қара деңиз қирғиқида бир деңиз минаси партилиди

партлаш йазлиқ өй вә меһманханилар җайлашқан җайда йүз бәрди.

2024928
руминийәниң қара деңиз қирғиқида бир деңиз минаси партилиди

түркийә авази радийоси хәвири: руминийә дөләтлик хәвәр агентлиқи (AGERPRES) ниң хәвиригә асасланғанда, партлаш йазлиқ өй вә меһманханилар җайлашқан қара деңиз қирғиқидики костинешти безисиға йеқин җайда йүз бәргән.

костинештидики бир меһманханиниң пиристанида йүз бәргән партлашта, адәм өлүш йаки йарлиниш һадисис көрүлмигән.

шу йәрдә йәнә, орни муәййәнләшкән иккинчи минаниң алаһидә командирлар тәрипидин пачақлап ташланғанлиқи һәмбәһирләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر