норвегийәдики полат төмүр йол көврүки шиддәтлик йамғурда өрүлүп чүшти

норвегийәниң лаген дәрйаси үстидики полат төмүр йол көврүки шиддәт йамғур сәвәбидин өрүлүп чүшти.

2024747
норвегийәдики полат төмүр йол көврүки шиддәтлик йамғурда өрүлүп чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийәниң төмүр йол ул әслиһәлиригә мәсул оргини <BaneNOR> ниң байанатида, лаген дәрйаси үстидики полат төмүр көврүкниң шиддәтлик йамғур билән су сәвийәсиниң өрлиши сәвәбидин өрүлүп чүшкәнлики билдүрүлди.

1957-йили йасалған көврүкниң қанчилик зиййанға учриғанлиқи  тәкшүрүлмәктә.

норвегийәниң төмүр йол ул әслиһәлиригә мәсул оргини <BaneNOR> ниң әмәлдари евинд бҗурстром һечқандақ җанлиқниң зийанға учримиғанлиқини уқтурди.

узунлуқи 172.5 метир келидиған көврүкниң өрүлүп чүшүш хәвипигә қарши бир һәптә илгирила ишлитилиштиин тохтитилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر