мексикада тоңлатқуға тиқип қойулған 34 кишиниң җәсити тепилди

мексикада бихәтәрлик қисимлири веракруз өлкисидә тоңлатқуға тиқип қойулған 34 кишиниң җәситини тапти.

2024861
мексикада тоңлатқуға тиқип қойулған 34 кишиниң җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: поза рика шәһири сақчилири армийә вә тәптиш мәһкимиси хадимлириниң иштирак қилиши билән елип берилған һәрикәттә, бәш өйдә ахтуруш елип берип, тоңлатқуға тиқип қойулған 34 кишиниң җәситини тапти.

алақидар мәсуллар җәсәтләрниң парчилинип, халтиларға қачиланғанлиқини билдүрди вә вәқәгә четишлиқ алтә кишиниң қолға елинғанлиқини уқтурди.

бу һәрикәтниң сақчиларға оқ чиқарған қораллиқ гуруппини тутуш мәқситидә башланғанлиқини, андин қораллиқ кишиләр панаһланған өйдә елип берилған тәкшүрүштә 14 җәсәт тепилғандин кейин һәрикәтниң кеңәйтилгәнликини билдүрди.

тәптиш мәһкимиси һәрикәт җәрйанида җинайәтчиләргә тәвә бир аптомобил, һәр хил қораллар вә бир қисим зәһәрлик чекимликләрниң қолға чүшүрүлгәнликини елан қилди.

бу қатиллиқ җинайитинң районда паалийәт қилидиған вә һәр түрлүк җинайәтләргә четишлиқ икәнлики билән тонулған җәлиско йеңи әвлад картели (CJNG) тәрипидин садир қилинғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر