Yandex ниң қурғучиси украина урушиға қарши икәнликини билдүрди

рус интернет ширкити Yandex ниң қурғучиси аркадий волоҗ украина урушиға қарши икәнликини билдүрди.

2023158
Yandex ниң қурғучиси украина урушиға қарши икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: волоҗ русийә ахбарат органлириға әвәткән байанатида өзиниң «бәзи сәвәбләр түпәйлидин» һазирғичә сүкүт қилғанлиқини қәйт қилди.

волоҗ байанатини һазир елан қилғанлиқи үчүн тәнқид қилишқа болидиғанлиқини, әмма мәзмуниниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «мән бу урушқа қарши туримән, шуңа мәйданимни һәммигә билдүрмәкчимән.»

у украинада уруқ - туғқанлири вә достлириниң йашайдиғанлиқини байан қилип мундақ деди: «гәрчә мән 2014-йилдин башлап русийәдә йашаватқан  болсамму, әмма русийәниң һәрбий һәрикәтлиридә мениңму һәссәм бар дәп қараймән.»

йавропа иттипақи тәрипидин ембарго йүргүзүлүватқан волоҗ 2022-йили 12-айда Yandex тин айрилғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر