русийә аридин 47 йил өткәндин кейин айға аләм кемиси әвәтти

русийә 1976- йилидин буйан тунҗи қетим ай шариға су мәнбәси издәш мәқситидә аләм кемиси әвәтти.

2023319
русийә аридин 47 йил өткәндин кейин айға аләм кемиси әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийә аләм қатниши идариси — роскосмос, «25-луна» намлиқ аләм кемисини елип маңған сойуз 2.1v намлиқ ракетасини пайтәхт москваниң 5500 километир шәрқидики восточиний аләм кемиси базисидин қойуп бәрди.

мувәппәқийәтлик қойуп берилгән луна-25 намлиқ аләм кемисиниң орбетасиға киргәнлики, аләм кемисиниң 21-авғуст ай шариниң җәнубий қутубиға қонушиниң пиланлиниватқанлиқи билдүрүлди.

тәхминән бир йил бойичә ай үстидә тәтқиқат елип баридиған «25-луна» намлиқ аләм кемисиниң айда су мәнбәсини издәш билән биргә аләм нури вә електир магенит қойуп беришниң ай йүзигә көрситидиған тәсири қатарлиқларниму тәкшүридиғанлиқи қәйт қилинди.

роскосмос директори йурий борисоф «25-луна» намлиқ аләм кемисиниң ай шариға тинчлиқ үчүн хизмәт қилиш мәқситидә әвәтилгәнликини, өзлириниң йәнә 2027, 2028 вә 2030-йиллириму ай шариға аләм кемиси әвәтишни пиланлаватқанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر