ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси нигерға әскәр әвәтиду

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси (ECOWAS) нигерда асасий қанун тәртипини орнитиш үчүн «еһтийат қисимлири» әвәтиду.

2023300
ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси нигерға әскәр әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәниң пайтәхти абуҗада нигердики һәрбий өзгириш күнтәртипи билән ечилған ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси башлиқлар йиғини ахирлашти.

йиғинида чиқирилған қарарға асасән, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисигә әза дөләтләрниң мудапиә министирлириға, нигерда «асасий қанун тәртипи орнитиш» үчүн «еһтийат қисимлири» ни тәййар һаләткә өткүзүп, негирға орунлаштуруш пәрмани чүшүрүлди.

«еһтийат қисимлири» ниң қәйәргә орунлаштурулидиғанлиқи тоғрисида мәлумат берилмиди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисигә әза дөләтләр байанатида, әскәр орунлаштурушқа тәййарлиқ қилишни қарар қилған болсиму, әмма мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқлириниму әскәртти.

башлиқлар йиғиниға рийасәтчилик қилған ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нөвәтчи рәиси бола тинубу: «мәсилини һәл қилиш қаришимизниң асасини дипломатик музакирәләр вә дийалог тәшкил қилиду. бу йоллар техи түгимиди. музакирә йоли һазирму очуқ, һәрбий күч ишлитиш әң ахирқи чарә»деди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси башлиқлар йиғининиң ахиридиму, музакирә вә һәрбий арилишиш йоллириниң барлиқи билдүрүлгән һалда киризисни тинчлиқ билән һәл қилиш үчүн барлиқ тиришчанлиқларниң көрситилидиғанлиқи әскәртилди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси еһтийат қисимлирини 2003-йили пил чиши саһили вә либерийәгә, 2012-йили гинә бисавға вә 2013-йили малиға муқимлиқни сақлаш үчүн киргүзгән иди. ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң еһтийат қисимлири, әза дөләтләр киризис райониға әвәткән әскәрләрдин тәшкил тапиду. еһтийат қисимлирини мәлум дөләткә әвәтиш үчүн әза дөләтләр ортақ қарар чиқириши йаки африқа иттипақи вәзипигә чақириши керәк.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси тәхминән 2750 әскәрдин тәркиб тапқан «вәзипә өтәш қисми» вә 3750 әскәрдин тәркиб тапқан «асаслиқ қисм» ни әза дөләтләрдин йиғиду. һәрбий вә сақчилардин түзүлгән еһтийат қисминиң мали, нигерийә вә ганада тәлим-тәрбийә мәркәзлири бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر