җәнубий корейәдә қаттиқ иссиқ сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 27 гә йәтти

җәнубий корейәгә еғир тәсир көрсәткән иссиқ һава долқуни сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 27 гә йәтти.

2022723
җәнубий корейәдә қаттиқ иссиқ сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 27 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә миқйасида пәсил өлчәмлиридин һалқип кәткән иссиқ температура күндилик турмушқа сәлбий тәсир көрситишни давамлаштурмақта.

җәнубий корейәгә еғир тәсир көрсәткән вә тәхминән 38 гирадусқа өрлигән температура сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 27 гә йәтти.

алақидар мәсуллар қаттиқ иссиқтин келип чиққан кесәлликләр сәвәбидин дохтурханида йетип давалиниватқанлар саниниң 2 миң 58 гә йәткәнликини әскәртип, дохтурхаға көрүнгән бемарларниң %30.9 ниң 65 йаш йаки униңдин йуқири йаштики чоңлар икәнликини билдүрди.

алақидар мәсуллар 9-айғичә иссиқ өтүп кетишкә мунасивәтлик өлүмләрниң көпийишидин әндишә қилмақта.

сеул һөкүмитиниң қаттиқ иссиққа мунасивәтлик агаһландурушиниң әң йуқири сәвийәдики «еғир» һаләттә давамлишиватқанлиқи уқтурулди.

җәнубий корейә метерологийә идариси«иссиқ һава долқуниниң тәсири давамлишиду» дәп агаһландуруш елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر