бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г афринда пуқраларға һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәниң африн районида пуқраларға қилған һуҗумида алтә пуқра йариланди.

2022657
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г афринда пуқраларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә һәләб вилайитиниң тәлрифат наһийәсидики ишғалийитини давамлаштуруватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң  африн районида мәҗбурий өй – маканлиридин көчүрүветилгән пуқралар панаһлиниватқан кесәк өйләргә қилған ракетамийот һуҗумида алтә пуқра йариланди.

түркийә чеграсидин 18 километир йирақлиқтики сүрийәниң тәлрифат наһийәсини уда алтә йилдин буйан ишғал қиливатқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г пуқраларға давамлиқ һуҗум қилмақта.

тәлрифат наһийәсидә ува салған террорчилар һәрбий өктичиләрниң контроллуқидики африн райониниң тәрәндә йезисида пуқралар панаһлиниватқан кесәк өйләргә икки қетим ракетамийот билән һуҗум қилди.

хәлқ мудапиә мәнбәлириниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң икки қетимлиқ һуҗумида, үч балини өз ичигә алған алтә пуқра йариланған.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилири 2016 – йили  феврал ейида русийәниң һава йардими астида тәлрифат райони вә әтрапидики бир қисим олтурақ районлирини игиливалғаниди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г тәлрифат вә әтрапидин тәхминән 250 миң пуқрани өй – маканлиридин қоғливәткән, өй – маканлирини мәҗбурий тәрк әткән бу кишиләр, түркийә чеграсиға йеқин районларда панаһланғаниди.

игилинишичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г бу йәрдин «фират қалқини» вә «зәйтун шехи» һәрбий һәрикәтлири районлиридики  аһалиләр олтурақ районлири, аманлиқ сақлиғучи түркийә дөләт хәвпсизлик күчлири вә өктичи  җәңчиләргә давамлиқ һуҗум қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر