пакистан сайлам комитети имран ханға сийасәттин чәкләш җазаси бәрди

пакистан сайлам комитети чириклик җинайити садир қилиш билән әйиблинип қолға елинған сабиқ баш министир имран ханға бәш йил бойичә сийасәт билән шуғуллиништин чәкләш җазаси бәрди.

2022101
пакистан сайлам комитети имран ханға сийасәттин чәкләш җазаси бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан сайлам комитети байанат елан қилип, сот мәһкимисиниң имран ханни чириклик җинайити садир қилиш билән әйиблигәнликигә ишарәт қилип өтти вә комитетниң алақидар қанунларниң роһиға асасән, ханни бәш йил бойичә сийасәттин чәкләшни қарар қилғанлиқини җакарлиди.

исламабад йуқири сот мәһкимиси имран ханни баш министирлиқи мәзгилидә алған 490 миң доллар қиммитидики совғатларни сетиш вә һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш билән әйибләп, үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғаниди.

пакистан сақчилири 5- авғуст сот мәһкимисиниң буйруқиға асасән, имран ханни лаһордики өйидә қолға алғаниди.

2022- йили 4- айниң 10- күни пакистан парламентида өткүзүлгән һөкүмәткә болған ишәнчни айдиңлаштуруш беләт ташлаш паалийитидә 170 парламент әзаси рәт қилип беләт ташлиған, ишәнчкә еришәлмигән имран хан һөкүмити тарқилип кәткәниди.

пакистанда үч қетим баш министирлиқ вәзиписини өтигән наваз шәрифниң иниси шаһбаз шәриф, 2022- йили 11-апрелдики беләт ташлашта 174 беләткә еришип, баш министирлиққа сайланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر