мали билән буркина фасо б д т дин йардәм тәләп қилди

мали билән буркина фасо б д т хәвпсизлик кеңишини ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нигерға қарши һәрбий һәрикәт қозғаш еһтималиға нисбәтән мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирди.

2022262
мали билән буркина фасо б д т дин йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мали билән буркина фасо б д т хәвпсизлик кеңишини ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нигерға қарши һәрбий һәрикәт қозғаш еһтималиға нисбәтән мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирди.

мали вә  буркина фасоташқи ишлар министирлири бирликтә байанат елан қилип, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нигердики һәрбий өзгиришниң йөнилишини өзгәртиш үчүн қозғаш еһтимали болған һәрбий һәрикәтниң алдини елиш мәқситидә б д т хәвпсизлик кеңишидин йардәм тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر