ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси нигерға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси (ECOWAS) нигерда 26-ийул (2023) һакимийәтни тартивалған һәрбий һөкүмәткә четишлиқ кишиләргә қарши иқтисадий ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

2022170
ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси нигерға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә пирезиденти вә ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң башлиқи бола әһмәт тинубуниң ахбарат мәслиһәтчиси аҗури нгелалә нигердики һәрбий өзгиришкә мунасивәтлик байанат елан қилди.

у пирезидент тинубуниң нигерийә мәркизий банкаси(CBN)  ни нигердики һәрбий һөкүмәтни қоллиған кишиләргә қарши иқтисадий ембарго йүргүзүшини тәләп қилғанлиқини билдүрди. әмма, ембарго йүргүзүлгән кишиләрниң кимликини елан қилмиди.

у мундақ деди:

«нигердики һәрбий һөкүмәткә берилгән йәттә күнлүк ултиматум, пирезидент тинубуниң өзалдиға чиқарған қарари әмәс, бәлки ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң қарари.»

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси нигерда 26-ийул һәрбий өзгириш қозғалғандин кейин, 30-ийул һәрбий һөкүмәткә пирезидент муһәммәд базумни қойуп бериш вә вәзиписини нормал башлиши үчүн йәттә күнлүк мөһләт бәргән иди. ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң нигер һәрбий һөкүмитигә бәргән мөһлити 6-авғуст йерим кечидин башлап тошқан иди.

тәләпләр орунланмиған әһвалда һәрбий җәһәттин арилишишни өз ичигә алған тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқини билдүргән ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси, күтүлгинидәк һәрбий һәрикәт башлимиди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси 10-авғустта нигерийә пайтәхти абуҗада бир йәргә җәм болди.

нигер пирезиденти муһәммәд базум 26-ийул пирезидентлиқ мәһкимисиниң муһапизәт баталийони тәрипидин тутулди. шу күни ахшими армийә һәрбий өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалди.

пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәт баталийониниң қомандани генерал абдурраһмане омар тачийани 28-ийул (2023) «вәтәнни қоғдаш миллий кеңиши» намлиқ һәрбий гуруһ вә вақитлиқ һөкүмәтниң башлиқи болғанлиқини елан қилған иди.

пирезидент муһәммәд базум 26-ийулдин тартип шәхсий туралғусида назарәт астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر