йәһудий академиклар: исраилийәниң пәләстинликәргә йүргүзүватқан сийасити айримчилиқтур

дунйаниң һәрқайси җайлиридики йүзлигән йәһудий академиклар исраилийәниң нәччә он йилдин буйан пәләстин земинини ишғал қилиш сийаситиниң «ирқий айримичилиқ түзүми» икәнликини билдүрди.

2021639
йәһудий академиклар: исраилийәниң пәләстинликәргә йүргүзүватқан сийасити айримчилиқтур

түркийә авази радийоси хәвири: торда елан қилинған байаннамәгә америка қошма иштатлири вә исраилийәни өз ичигә алған дунйаниң һәрқайси җайлиридики көпинчиси пирофессор 417 йәһудий академик имза қойди.

байаннамәдә пәләстин хәлқиниң «аваз бериш вә намайиш қилишни өз ичигә алған барлиқ кишилик һәқ – һоқуқлардин мәһрум икәнлики», һәмдә  «ирқий айримичилиқ түзүми астида йашаватқанлиқи» тәкитлинип мундақ дейилди: «пәләстинликләр давамлиқ зораванлиққа дуч кәлмәктә, пәқәт бу йилла исраилийә армийәси ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә ғәззә районида 190 дин артуқ пәләстинликни өлтүрди, 590 дин артуқ қурулушни чеқивәтти. көчмән шайкилар җазадин халий һалда от қойуш, булаң – талаң қилиш вә адәм өлтүрүш җинайәтлирини садир қилмақта.» 

«пәләстинликләр ирқий айримичилиқ түзүми астида йашисила, исраилийә йәһудийлар үчүн демократик дөләт болалмайду.»

байаннамәдә исраилийәдә әсәбий оңчилларниң күчиниң барғансери зорийиватқанлиқи, америкалиқ йәһудий милйардер мәбләғ салғучиларниңму исраилийәдики  әсәбий оңчилларни қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر