пакистанда йүз бәргән пойиз вәқәсидә җенидин айрилғанларниң сани ашти

пакистанниң навабшаһ шәһири әтрапида бир йолучилар пойизиниң релистин чиқип кетиши нәтиҗисидә 30 киши җенидин айрилди, 90 дин артуқ киши йариланди.

2021095
пакистанда йүз бәргән пойиз вәқәсидә җенидин айрилғанларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан төмүр йол министири хавақа саад рафиқ мухбирларға мәлумат берип, карачидин равалпиндиға қарап йолға чиққан йолучилар пойизиниң 10 вагониниң навабшаһ шәһири әтрапида релистин чиқип кәткәнликини қәйт қилди.

у вәқәниң «техникилиқ кашила» йаки «бузғунчилиқ »сәвәбидин йүз бәргән болуши мумкинликини әскәртти.

пакистан баш министири шаһбаз шәриф пойиз вәқәсидә җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тилиди.

у: «һәммимиз дуа қиливатимиз, аллаһ җенидин айрилғанларниң һәммисигә җәннәт ата қилсун, йариланғанларға аллаһтин шипалиқ тиләймән» деди.

вәқә йүз бәргәндә, пойизда қанчә кишиниң барлиқи тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

пакистанда 2021-йили ийун ейидиму икки пойиз өзара соқулуп кетиш вәқәси йүз бәргән болуп, вәқәдә 63 йолучи җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر