хитайда йеқинқи 140 йилдин буйан көрүлүп бақмиған әң шиддәтлик йамғур башланди

хитайдики шиддәтлик йамғур вә кәлкүн апәтлиридә 10 киши қаза қилип, 18 киши йоқап кәтти.

2020882
хитайда йеқинқи 140 йилдин буйан көрүлүп бақмиған әң шиддәтлик йамғур башланди

түркийә авази радйоси хәвири: хитайниң хебий өлкисидә шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 10 киши қаза қилип, 18 киши йоқап кәтти.

хебий өлкисигә қарашлиқ бавдиң шәһири шиддәтлик йамғурниң еғир тәсиригә учриди.

мәсуллар шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 10 кишиниң қаза қилғанлиқини һәмдә шәһәрниң ул-әслиһәлири еғир зийанға учриғандин башқа йәнә, 18 кишиниң йоқап кәткәнликини елан қилди.

тәхминән 600 миң кишиниң хәтәр астида қалғанлиқи, районда тарқақлаштуруш хизмитиниң башланғанлиқи билдүрүлди.

кәлкүн сулирини тазилаш тиришчанлиқи давамлашмақта.

хитайда тәйфең борининиң тәсиридә башланған бу қетимқи шиддәтлик йамғурниң йеқинқи 140 йилдин буйанқи әң шиддәтлик йамғур икәнлики елан қилинди.

хитай һаварайи идариси «геологийәлик хәтәрләр» тоғрисида хәлқни агаһландуруп, қизил рәңлик агаһландуруш елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر