абдул фатах әл сиси шәйх муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшти

мисир пирезиденти абдул фатах әл сиси рәсмий зийарити даирисидә мисирға кәлгән әрәб бирләшмә хәлипилики әмири шәйх муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшти.

2020702
абдул фатах әл сиси шәйх муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: мисир пирезидентлиқ мәһкимисиниң йазма байанатиға асасланғанда, икки рәһбәр әл-аләмин шәһиридә көрүшүп, район характерлиқ вә хәлқара мәсилиләрни музакириләшкән.

учришишта ортақ һәмкарлиқ механизмини күчәйтиш үчүн давамлиқ тиришишниң йоллирини музакириәшкән.

рәһбәрләр район характерлиқ мәсилиләр вә дунйада күнсери күчийиватқан хирисларға қарши күрәштә ортақ әрәб бирләшмә хизмәтлирини күчәйтиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилған.

әрәб бирләшмә хәлипилики әмири әл наһйанниң мисир зийаритиниң қачан башланғанлиқи вә қанчә күн давам қилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر