германийәдики бәзи җамәләргә тәһдит мәктупи әвәтилди

германийәниң төвәнки саксонийә өлкисиниң брамше базиридики бир җамәгә миллий сотсийалистик йәр асти террорлуқ тәшкилати (NSU) имзалиқ тәһдит мәктупи әвәтилди.

2020588
германийәдики бәзи җамәләргә тәһдит мәктупи әвәтилди

түркийә авази радийоси хәвири: дийанәт ишлири түрк-ислам бирлики қармиқидики әййуп султан җамәсигә почта арқилиқ әвәтилгән натсистлар гириби билән бирләштүрүлгән  кирист бәлгиси сизилған тәһдит мәктупида: «мушундақ давам қилиңлар. йәһудийларға қилғанлиримизни силәргиму қилимиз. у күн йирақ әмәс» дегәндәк тәһдитләрни өз ичигә ибариләр орун алди. мәктупта йәнә, ислам дииниму һақарәт қилинди.

дийанәт ишлири түрк-ислам бирлики қармиқидики әййуп султан җамәси җәмийитиниң рәиси әһмәт ирмақ йазма байанат елан қилип, NSU (германийәдики ашқун оңчил тәшкилат - миллий сотсийалистик йәр асти)ниң имзаси билән райондики башқа бир җамәгиму тәһдит мәктупи әвәтилгәнликини билдүрди.

почта арқилиқ җамәләргә йолланған мушуниңға охшаш тәһдит мәктуплириниң бириниң тәхминән бир йил илгири өзлириниң җамәсигиму әвәтилгәнликини тилға алған ирмақ: «биз районимиздики охшимиған җамәләргә мушуниңға охшаш тәһдит мәктуплириниң әвәтилгәнликидин әндишә қиливатимиз. биз алақидар органлардин бу вәқәләргә техиму сәзгүр муамилә қилишни тәләп қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

ирмақ йәнә вәқәниң сақчиларға мәлум қилинғанлиқини вә җинайи ишлар әрзи сунғанлиқлирини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر