ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси: нигердики вәзийәтни тинчитиш пиланимиз тәййар

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси (ECOWAS) нигердики һәрбий - сийасий өзгиришни бастуруш пиланиниң тәййар икәнликини елан қилди.

2020585
ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси: нигердики вәзийәтни тинчитиш пиланимиз тәййар

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә пайтәхти әбуҗада өткүзүлгән ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләр баш иштаб башлиқлири йиғинидин кейин, ортақ гәвдиниң сийасий, тинчлиқ вә бихәтәрлик ишлири комиссари абдулфатав муса баш иштаб башлиқлириниң нигерда елип бериш мумкинчилики болған һәрбий һәрикәт пиланини тамамлиғанлиқини билдүрди.

у һәрбий арилишишниң рамкисиниң бекитилгәнликини вә барлиқ елементларниң көздин кәчүрүлгәнликини тәкитләп, һәрбий һәрикәтниң қачан вә қәйәрдин башлинидиғанлиқиниң елан қилинмайдиғанлиқини, буниңға ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләрниң рәһбәрлириниң қарар чиқиридиғанлиқини әскәртти.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси 30 - ийул һөкүмәтни ағдуруп ташлиған һәрбий һакимийәткә пирезидент муһәммәд базумни қойуп бериши вә униң вәзипә орниға қайтишиға капаләтлик қилиши үчүн, бир һәптә мөһләт бәргән, тәләп орундалмиған тәқдирдә, һәрбий җәһәттин арилишишни өз ичигә алған барлиқ таллашларниң ойлишилидиғанлиқини уқтурғаниди.

һәрбий арилишиш еһтималлиқи тоғрисидики байанат ғәрбий африқадики башқа һәрбий һакимийәтләрниң наразилиқини қозғиғаниди.

һөкүмәтлири әскәрләр тәрипидин башқурулуватқан буркина фасо билән мали бирләшмә байанат елан қилип, нигерға һәрбий җәһәттин арилишишниң өзлиригә қарши уруш елан қилғанлиқ һесаблинидиғанлиқи тоғрисида ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисини агаһландурған, гинә һөкүмитиму нигердики һәрбий өзгиришни қоллайдиғанлиқини билдүргәниди.

сенегал, пил чиши қирғиқи, бенин вә нигерийәму өзлири әзаси болған ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисиниң һәрбий арилишишини қоллайдиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر