нигер фирансийә билән мунасивәтлирини үзди

нигерда 26-ийулда һәрбий өзгириш қозғиған һөкүмәт йеңи байанат елан қилди.

2020202
нигер фирансийә билән мунасивәтлирини үзди

түркийә авази радийоси хәвири: нигер һәрбий һөкүмити фирансийә билән имзаланған барлиқ һәрбий һәмкарлиқ вә келишимләрниң бикар қилинғанлиқини җакарлиди.

нигерниң париж, абуҗа (нигерийә пайтәхти) вә вашингтондики әлчиханилириниң хизмәтлирини тохтатқанлиқи уқтурулди.

нигер һәрбий һөкүмити байанатида, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмиси (ECOWAS) гә тәһдит салған һалда, нигерға қарши һәрбий һәрикәт башланған тәқдирдә әза дөләтләрниң биригә туйуқсиз һуҗум қилидиғанлиқини әскәртти.

нигерда «24-франс» қанили вә «фирансийә радийоси» ниң аңлитишлири тохтитилди. фирансийә ташқи ишлар министирлиқи нигердики һәрбий һөкүмәтниң бу қаналларни чәклигәнликини әйиблиди.

нигер пирезиденти муһәммәд базум «вашингтон почтиси гезити» дә мақалә елан қилип, хәлқаралиқ җәмийәтләр вә америкадин йардәм тәләп қилди.

у мақалисидә, дөлитидики һәрбий кзгиришниң дунйа үчүн йаман ақивәтләрни пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисигә әза дөләтләр армийә  қоманданлиқ иштаби башлиқлири нигерийә пайтәхти абуҗада бирләшмә байанат елан қилип, нигерда демократийәниң қайтидин орнитилишида қәтий қарарға игә икәнликлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر