хебий өлкисидә 1.2 милйон киши тарқақлаштурулди

хитайниң шималиға җайлашқан хебий өлкисидә кәлкүн апити сәвәбидин 1.2 милйон киши тарқақлаштурулди.

2020240
хебий өлкисидә 1.2 милйон киши тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң хебий өлкисидә апәт районлирида йашайдиған 850 миң кишини қошқанда, җәмий 1.2 милйон киши бихәтәр җайларға тарқақлаштурулди.

хебий җиддий әһвалларға тақабил туруш идариси бейҗиң билән тйәнҗенгә болған бесимни азайтиш үчүн 1.8 милйар кубметир суниң су топлаш мәркәзлиригә аққузулғанлиқини елан қилди.

хитайда 1997-йили чиқирилған сәл контрол қилиш қануни бойичә тәсис қилинған дөләт миқйасидики 98 су йиғиш көлиниң 13 и хебий өлкисидә.

сериқ дәрйа (хуаңхе) ниң нурғун тармақлири хебий өлкисидә бирлишиду. су йиғиш нуқтилириниң әтраплирида наһийә, йеза вә базарлар җайлашқан болуп, нурғунлири су астида қалди.

мутәхәссисләр, шиддәтлик һөл-йиғин азайған болсиму, йиғилған кәлкүн сулирини тартиш ишлириниң бир айғичә давамлишидиғанлиқини билдүрмәктә.

бейҗиң вә әтрапи йеқинқи бир һәптидә 140 йилдин буйанқи шиддәтлик һөл-йиғинға дуч кәлди. йүз бәргән кәлкүн апитидә бейҗиңда 11, хебийда тоққуз киши җенидин айрилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر