иран талибанниң суни тизгинләш сийасити йүргүзүватқанлиқини илгири сүрди

иран муһит асраш идариси башлиқи әли сәлаҗәқә афғанистандики талибан һөкүмитиниң иранға қойуп бериши керәк болған 850 милйон литир суниң һазирғичә наһайити аз бир қисминила қойуп бәргәнликини билдүрди.

2019647
иран талибанниң суни тизгинләш сийасити йүргүзүватқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи — исна, сәлаҗәқәниң ички кабинет йиғинидин кейин елан қилған байанатида, талибан һөкүмитини иранниң су һоқуқидин толуқ пайдилинишиға тосқунлуқ қилиш билән әйибләп: «гәрчә афғанистанни башқуруватқанлар һәрируд су қойуп бериш келишимини қобул қилидиғанлиқи тоғрисида еғиз ечиватқан болсиму, әмәлийәттә 850 милйон литир суниң орниға пәқәт 15 милйон литир су қойуп берилди дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, бу мәсилә тоғрисида йиғин ечиш чақириқлириниң җавабсиз қеливатқанлиқиға ишарәт қилған сәлаҗәқә, афғанистандики тосмиларниң су бирикиш нисбитиниң йахши сәвийәдә икәнликини илгири сүргән.

у, талибан һөкүмитиниң иранға камал хан тосмиси вә һәрируд дәрйасидин су қойуп беришини күтүватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر