америка конгрәсигә қораллиқ һуҗум қилинидиғанлиқи тоғрисидики йалған учур җиддийчилик пәйда қилди

америка пайтәхти вашингтондики конгрә (дөләт мәҗлиси) сақчилири конгрәниң қораллиқ һуҗумға учрайдиғанлиқи тоғрисида мәлум қилиш учури тапшурувалғандин кейин, һошйарлиқни өстүрди.

2019569
америка конгрәсигә қораллиқ һуҗум қилинидиғанлиқи тоғрисидики йалған учур җиддийчилик пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қораллиқ һуҗумчи барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуридин кейин, конгрә (дөләт мәҗлиси) бинасиға тутишидиған йоллар тақалди. конгрә сақчилири палата ишхана биналириниң кириш – чиқишлирини ахтурди. районниң бихәтәрлик дәриҗиси вә сақчиларниң сани ашурулди. кеңәш палатаси ишханиси җайлашқан бина тарқақлаштурулди.

конгрә сақчилири тәкшүрүшләрдин кейин байанат елан қилип, һечқандақ қораллиқ һуҗумчи йаки йариланғучи байқалмиғанлиқини, мәлум қилиш учуриниң асассиз икәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر