иранда қаттиқ иссиқ сәвәбидин икки күнлүк дәм елиш елан қилинди

иранда қаттиқ иссиқ сәвәбидин барлиқ органлар үчүн икки күнлүк дәм елиш елан қилинди.

2018812
иранда қаттиқ иссиқ сәвәбидин икки күнлүк дәм елиш елан қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: иран һөкүмитиниң байанатчиси әли баһадори җәһроми твиттер адресида байанат елан қилип: «бу күнләрдә көрүлүп бақмиған иссиқ сәвәбидин пуқраларниң саламәтликини қоғдашни көздә тутуп, сәһийә министирлиқи тәрипидин сунулған чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири пүткүл мәмликәт миқйасида дәм елиш елан қилиш тәклипи, министирлар кеңишидә қобул қилинди» деди.

йеқинқи бир нәччә һәптидин буйан көрүлгән қаттиқ иссиқ иранға еғир тәсир көрсәткән болуп, әтә (2-авғуст) иранниң ғәрбий җәнубидики бәзи шәһәрләрдә һава температурасиниң 51 гирадусқа йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

пайтәхт теһрандиму температураниң 40 гирадусқа чиқиши мөлчәрләнмәктә.

иран сәһийә министири бәһрам әйнуллаһи һөкүмәткә һава температураси 40 гирадустин ешип кәткән районларда дәм елиш елан қилиш тәклипи сунған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر