нигерда бәзи һөкүмәт министирлири тутулди

нигерда 26-ийул (2023) һакимийәтни тартивалған һәрбий һөкүмәт пирезидент муһәммәд базум һөкүмитидики бир қисим министир вә әмәлдарларни қолға алди.

2018651
нигерда бәзи һөкүмәт министирлири тутулди

түркийә авази радийоси хәвири:  пирезидент муһәммәд базумниң партийәси тараййа (PNDS-Tarayya) ниң йазма байанатида, һәрбий өзгириш қозғиғучиларниң йерим кечидә бир қисим партийә мәсуллири вә министирлирини тутуп кәткәнлики қәйт қилинди.

байанатта, ички ишлар министири һама амадов совлей, кан байлиқлири министири хадиза оссәйни вә қатнаш министири омаров малам алма тутулғанлиқи әскәртилди.

һәрбий өзгириш қозғуғучилар билән пирезидент муһәммәд базум арисида мурәссәчилик ролини ойнаватқан сабиқ пирезидент махамадов иссофониң оғли нефит министири сани иссофо махамадовниңму қолға елинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, нурғун министирларниң из-дерәксиз икәнлики, қалаймиқан қолға елиш арқилиқ демократийә қоғдиғучилирини қорқитишниң мәқсәт қилинғанлиқи тәкитләнди.

нигердики һәрбий өзгириш

нигер пирезиденти муһәммәд базум 26-ийул пирезидентлиқ мәһкимисиниң муһапизәт баталийони тәрипидин тутулди. шу күни ахшими армийә һәрбий өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалди.

пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәт баталийониниң қомандани генерал абдурраһмане омар тачийани 28-ийул (2023) «вәтәнни қоғдаш миллий кеңиши» намлиқ һәрбий гуруһ вә вақитлиқ һөкүмәтниң башлиқи болғанлиқини елан қилған иди.

пирезидент муһәммәд базум 26-ийулдин тартип шәхсий қорусида назарәт астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر