бейҗиңда шиддәтлик йамғур 11 хитайниң җениға замин болди вә 27 киши йоқап кәтти

хитайниң пайтәхти бейҗиңда шиддәтлик йамғур сәвәбидин 11 киши қаза қилип, 27 кииши йоқап кәтти.

2018762
бейҗиңда шиддәтлик йамғур 11 хитайниң җениға замин болди вә 27 киши йоқап кәтти

түркийә авази радйоси хәвири: «хитай күндилик гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, шиддәтлик йамғур бейҗиңниң нурғун җайлирида хәлқ турмушиға еғир тәсир көрсәтмәктә икән.

бейҗиң шәһәрлик һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта, пайтәхтниң охшимиған җайлирида издәш вә қутқузуш паалийәтлиригә қатнашқан икки кишини қошқанда 11 кишиниң қаза қилғанлиқи вә 27 кишиниң йоқап кәткәнлики билдүрүлди.

йоқап кәткән 27 кишидин төт нәпириниң фаңшәндики бир йезида издәш-қутқузуш хизмити елип бериватқан «көк асман» намлиқ қутқузуш әтритиниң әзалири икәнлики, қалған кишиләрниң кимликини ениқлаш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

бейҗиңниң 13 районида 44 миң 673 кишиниң шиддәтлик йамғурниң еғир тәсиргә учриғанлиқи вә беҗиңдин 127 миң кишиниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر