русийә-молдова мунасивәтлири йириклишишкә башлиди

русийәниң молдовадики әлчиханиси авғусттин башлап хизмәтлирини тохтитиду.

2018173
русийә-молдова мунасивәтлири йириклишишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: молдованиң 15-авғусттин тартип русийәдин дипломатик хадимларниң санини 80 дин 25 кә қисқартишни тәләп қилишидин кейин, русийәниң молдовадики әлчиханиси хизмәтлирини вақитлиқ  тохтитишни қарар қилди.

русийә әлчиханиси бу һәқтә елан қилған байанатида, хизмәтләрниң «техникилиқ сәвәбләр» түпәйлидин 5-авғусттин башлап тохтитилидиғанлиқини  билдүрди.

молдова ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси игор захаров русийә дипломатлириниң «қарши елинмайдиған кишиләр» дәп елан қилинмиғанлиқини әскәртип: «биз пәқәт баравәрлик болсун үчүн чеградин чиқип кетишини тәләп қилдуқ» деди.

молдова мәзкур қарарни, русийәниң москвадики молдова әлчиханисиниң өгзисигә көзитиш үчүн иккидийн артуқ антена қойғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалғандин кейин чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر