һәрбий - сийасий өзгириш тәрәпдари нигерлиқлар намайиш өткүзди

алдинқи күни һәрбийләр өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалған нигердики һәрбий - сийасий өзгиришни қоллиғучилар пайтәхт ниамей вә доссо шәһәрлиридә намайиш өткүзди.

2017140
һәрбий - сийасий өзгириш тәрәпдари нигерлиқлар намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: ниамейдики дөләт мәҗлисиниң әтрапиға йиғилған йүзләрчә киши «фирансийә йоқал», «йашисун негир армийәси» дәп шоарларни товлиди.

доссоға йиғилған намайишчиларму фирансийә әскәрлириниң дөләт тәвәликидин дәрһал чиқип кетишини тәләп қилди.

һәр икки намайишта намайишчиларниң русийә байриқини көтүрүвеилиши диққәтни тартти.

йәнә бир тәрәптин, ниамейға йиғилған намайишчилар базумниң «негир демократийә вә сотсийализм партийәси»ниң мәркизи бинасиға от қойуп бәрди.

тайақ – тоқмақларни көтүрүвелишқан намайишчилар бинаға от қойуп бериштин бурун әтраптики машиниларни уруп чақти.

игилинишичә, партийә бинасиниң зор бир қисми ишлитишкә болмайдиған һалға чүшүп қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر